иран һинди окйанда башқурулидиған бомба синақ қилди

иран армийәси һинди окйанниң шимали вә әрәб деңизиниң шималини өз ичигә алған районда башқурулидиған бомба синақ қилди.

1438484
иран һинди окйанда башқурулидиған бомба синақ қилди

түркийә авази радийоси хәвири: иранниң йерим рәсмий хәвәр агентлиқи тәснимниң хәвәр қилишичә,  иран деңиз армийәси һинди окйанниң шимали вә әрәб деңизиниң шималини өз ичигә алған районда һәрбий маневир өткүзгән.

маневир җәрйанида дөләт мудапиә министирлиқи тәтқиқ қилип йасап чиққан қисқа вә узун мусапилик чарлиғучи башқурулидиған бомба қуруқлуқтин деңизға, деңиздин деңизға синақ қилинған, башқурулидиған бомба алдин бекитилгән нишанларға 280 киломитир йирақлиқтин мувәппәқийәтлик һалда йетип барған.

иран деңиз армийәсиниң 10-май күни умман қолтуқида өткүзгән һәрбий маневири җәрйанида, дөләт игидарчилиқидики уруш парахотиға еһтийатсизлиқтин оқ чиқирилиши нәтиҗисидә кәм дегәндә 19 әскәр қаза қилғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر