америкада тунҗи қетим бир видео ойуниниң ретсип билән сетилишиға рухсәт қилинди

америка қошма иштатлири озуқлуқ вә дора идариси, диққәтни мәркәзләштүрәлмәслик вә һәрикәт бинормаллиқиға дучар болған балиларни давалашта пайдилиниш мәқситидә тунҗи қетим бир видео ойуниниң ретсеп билән сетилишиға рухсәт қилди.

1438284
америкада тунҗи қетим бир видео ойуниниң ретсип билән сетилишиға рухсәт қилинди

түркийә авази радийоси хәвири: америка озуқлуқ вә дора идариси байанат берип, «әқиллик интерактив» тәрипидин ишләнгән «EndeavorRx» намлиқ ойунға базарға селиш рухсити берилгәнликини уқтурди.

мәзкур ойунниң 600 бала үстидә уда 7 йиллиқ елип берилгән тәкшүрүш нәтиҗисидә, диққәтни мәркәзләштүрәлмәслик вә һәрикәт бинормаллиқини давалашта пайдилинишқа болидиғанлиқиниң ениқланғанлиқи әскәртилгән байанатта, 8 йаш билән 12 арилиқидики балиларниң диққәтни йиғиш иқтидарини йуқири көтүрүш мәқситидә «EndeavorRx» намлиқ ойунниң ретсеп билән сетилишиға рухсәт қилинғанлиқи қәйт қилинди.

байанатта, бу ойунниң диққәтни мәркәзләштүрәлмәслик вә һәрикәт бинормаллиқиға сәвәб болған һүҗәйриләрни йахшилашни нишан қилған тунҗи рәқәмлик давалаш түри болуш билән биргә, америка озуқлуқ вә дора идариси тәрипидин базарға селиш рухсити берилгән тунҗи ойун мәркәзлик давалаш түри икәнлики қәйт қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر