руһани: ембарголар сәәвбидин иранниң кирими һәр йили 50 милйард доллар азайди

иран пирезиденти һәсән руһани америка қошма иштатлириниң теһранға йүргүзүватқан ембарголири сәвәбидин иранниң киримлиридә һәр йили 50 милйард долларлиқ төвәнләш көрүлгәнликини ейтти.

1433334
руһани: ембарголар сәәвбидин иранниң кирими һәр йили 50 милйард доллар азайди

түркийә авази радийоси хәвири: руһани, пайтәхт теһранда ички кабинет йиғинидин кейин елан қилған байанатида мундақ деди: «дөлитимиз уда 4 .айдин буйан бирла вақитта һәм америка қошма иштатлириниң ембарголириға һәмдә <вухән вируси> ға қарши күрәш қилип кәлмәктә. дәрвәқә, бу әһвал көп сандики хәлқимизниң күндилик һайатида бесим шәкилләндүрди. җүмлидин, американиң ембарголири сәвәбидин дөлитимизниң йиллиқ киримлиридә 50 милйард долларлиқ азийиш көрүлди. буниң орнини толдуруш һәқиқәтәнму қийин. адәттин ташқири бесим астида болушимизға қаримай, бу йилқи хамчотимиз 870 тирилйон түмәндур. йәни алдинқи йилқи хамчотимизниң тәхминән икки һәссисигә тоғра келиду. дөләтләр бундақ әһвал астида тиз пүкәтти, әмма биз қийин өткәлгә дуч келиватқан болушимизға қаримай тиркишиватимиз.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر