баңладеш араканлиқ мусулман панаһланғучиларни қобул қилмайдиғанлиқини елан қилди

баңладеш малайшийаға қанунсиз киргән вә бу дөләт даирилири тәрипидин назарәткә елинған 269 араканлиқ мусулман панаһланғучини қобул қилмайдиғанлиқини елан қилди.

1433242
баңладеш араканлиқ мусулман панаһланғучиларни қобул қилмайдиғанлиқини елан қилди

түркийә авази радийоси хәвири: баңладеш ташқи ишлар министири абдул момин анадолу агентлиқи (AA) ниң мәсилигә мунасивәтлик йазма соалиға бәргән җавабида, малайшийадин келидиған ундақ тәләпни қобул қилмайдиғанлиқини билдүрүп, «аракан мусулманлири баңладешниң пуқраси әмәс, улар әсирләрдин буйан берманиң аһалисидур» деди.

абдул момин, «баңладеш уларни қобул қилмайду, баңладешниң техиму көп араканлиқни қобул қилғудәк нә мәҗбурийити йоқ, нә имканийити» деди.

башқа дөләтләрни пәқәт баңладешқа бесим ишлитиш биләнла болмай, араканлиқ мусулманларниң йүкини тәң үстигә елишқа чақирған  абдул момин, «биздин панаһлиқ беришимизни тәләп қилишниң орниға, һазир баңладешта панаһлиниватқан 1 милйон 100 миң зулумға учриған аракан мусулманлирини дунйа рәһбәрлири вә тәшкилатлириниң қайтидин орунлаштурушини қарши алимиз »деди.

2017 - йили авғусттин кейин бермадики милләтчи буддистларниң зулмиға учриған вә баңладешқа қечип барған аракан мусулманлири деңиз йоли арқилиқ йашаш шараити техиму йахши болған малайшийаға беришқа тиришмақта.

малайшийа һөкүмити болса, дөләткә кәлгән араканлиқларни улар кәлгән баңладешқа қайтурмақчи болмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر