русийә ливийә мәсилисидә қаһирә хитабнамисини қоллайдиғанлиқини елан қилди

русийә ливийә мәсилиси үчүн түнүгүн имзаланған қаһирә хитабнамисини қоллайдиғанлиқини елан қилди.

1430863
русийә ливийә мәсилисидә қаһирә хитабнамисини қоллайдиғанлиқини елан қилди

түркийә авази радийоси хәвири: президент виладимир путинниң оттура шәрқ вә африқа дөләтлири алаһидә вәкили михайил богданов ливийәниң шәрқидики қанунсиз қораллиқ күчләрниң рәһбири хәлифә һафтәргә қарашлиқ қораллиқ унсурларниң мәйдандики арқиму - арқа мәғлубийитин кейин, елан қилинған қаһирә хитабнамисини қоллайдиғанлиқини җакарлиди.

богданов «Ria» хәвәр агентлиқиға бәргән байанатида, мисир президенти абдулфәттаһ сисиниң һафтәр вә  иттипақдиши болған тобрук авам палатаси башлиқи ақилә салиһ билән бирликтә ливийәгә қарита елан қилған сийасий тәшәббус вә  8 - ийунда мәмликәт миқйасида уруш тохтитиш чақириқи үстидә тохталди.  

богданов: « мисир президентиниң тәклипини оқудуқ, әлвәттә, ливийәдә балдуррақ тоқунушларниң тохтитиши үчүн  қилинған һәр түрлүк тәклипләрни қоллаймиз» деди.

ливийә армийәси хәлипә һафтәргә қарашлиқ қораллиқ унсурларға қарши арқа-арқидин муһим утуқларни қолға кәлтүргәндин кейин, һафтәр вә иттипақдашлири түнүгүн мисирниң пайтәхти қаһирәгә йиғилишқан иди.

йиғиндин кейин, мисир президенти абдулфәттаһ сиси хафтәр вә униң сийаси иттипақдиши салиһ бирләшмә ахбарат елан қилиш йиғини чақирип, «қаһирә хитабнамиси» ни елан қилған иди.

сиси ахбарат елан қилиш йиғинида қилған сөзидә, «һафтәр вә салиһниң ливийәдики тоқунушни ахирлаштуруш үчүн сийасий тиришчанлиқ көрситиши һәққидә пикир бирлики һасил қилдуқ. бу даиридә 8 – ийундин етибарән пүтүн ливийә миқйасида уруш тохтитиш чақириқи елан қилимиз» дегән иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر