ливийә армийәси әйн зара вә вади әррәбий районлирини қолға киргүзди

ливийә армийәси, пайтәхт траблусниң җәнубидики әйн зара вә вади әррәбий районлирини, дөләтниң шәрқидики қанунсиз қораллиқ күчләрниң рәһбири хәлифә һафтәрдин қайтуруп алғанлиқини уқтурди.

1429162
ливийә армийәси әйн зара вә вади әррәбий районлирини қолға киргүзди

түркийә авази радийоси хәвири: ливийә армийәси, пайтәхт траблусниң җәнубидики әйн зара вә вади әррәбий районлирини, дөләтниң шәрқидики қанунсиз қораллиқ күчләрниң рәһбири хәлифә һафтәрдин қайтуруп алғанлиқини, мәзкур районларниң контроллуқиниң пүтүнләй өзлиридә икәнликини уқтурди.

ливийә армийәси байанатчиси полковник муһәммәд қунуну йазма байанат елан қилип, армийәниң пайтәхт траблусниң җәнубидики әйн зара вә вади әррәбийтики һафтәр қораллиқлирини толуқ қоғлап чиқирип, районниң тизгинини қолиға алғанлиқини җакарлиди.

ливийә баш министири файиз сәрраҗ, хәлифә һафтәр тәрипидин алдинип уруш патқиқиға сөрәп кирилгән йашларни қорал тапшурушқа чақирди.

буниңдин бир йил илгири пайтәхт траблусқа һуҗум қилиш тоғрисида буйруқ чүшүргән исйанчи әскәр һафтәргә қарашлиқ қораллиқлар, йеқиндин буйан ливийә армийәси алдида арқа – арқидин мәғлубийәткә учримақта.

ливийә армийәси траблусниң җәнубидики кәң районни һафтәр күчлиридин халийлаштурғандин кейин, түнүгүн қораллиқларниң ишғали астидики истратегийәлик әһмийәткә игә траблус хәлқара айродурумини қайтуруп алғанлиқини уқтурғаниди.

йәнә бир тәрәптин, җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған җумһур рәислик мәһкимисидә бүгүн ливийә баш министири файиз сәрраҗ билән көрүшиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر