русийәдә йуқумланғанлар сани 400 миңдин ашти

дунйа миқйасида вухән вируси (Kovid-19) сәвәбидин җенидин айрилғанларниң сани 377 миңдин, йуқумланғанлар сани 6 милйон 373 миңдин вә саламәтлики йахшиланғанларниң сани 2 милйон 909 миңдин ашти.

1427833
русийәдә йуқумланғанлар сани 400 миңдин ашти

түркийә авази радийоси хәвири: русийәдә вухән вируси сәвәбидин җенидин айрилғанлар 5 миң 37 гә, йуқумланғанлар 423 миң 74 кә чиқти.

тайландта йеқинқи бир һәптидә вухән вируси сәвәбидин бир киши җенидин айрилди. тайланд сәһийә министирлиқи елан қилған байанатта, җәмий җенидин айрилғанлар санида бир кишиниң көпийиши билән 58 гә, йуқумланғанлар санидиму бир кишиниң көпийиши билән 3 миң 83 кә чиққанлиқи билдүрүлди.

һиндонезийәдә вухән вируси сәвәбидин 1 миң 641 киши җенидин айрилди, 26 миң 940 киши йуқумланди. 7 миң 637 кишиниң саламәтлики йахшиланди.

һиндонезийәдә бу йил (2020) ваба сәвәбидин һәҗгә бармаслиқ қарари елинди.

һиндистанда йеқинқи бир күндә 204 киши вухән вируси сәвәбидин җенидин айрилди вә бу сан 5 миң 598 гә чиқти. йуқумланғанлар сани бир күндә 8 миң 171 киши көпийип 198 миң 706 гә йәтти.

пакистанда вухән вируси сәвәбидин җенидин айрилғанлар сани 1 миң 621 гә йуқумланғанлар сани 76 миң 397 гә йәтти.

маракәштә вухән вируси сәвәбидин җенидин айрилғанлар сани 205 кә, йуқумланғанлар сани 7 миң 833 кә чиқти. бу дөләттә вухән вирусиға мунасивәтлик вәқәләр көрүнәрлик дәриҗидә азайди. 2020-йили 20-марттин башлап йолға қойулған «сәһийә саһәсидики җиддий һаләт» даирисидики тәдбирләрниң иҗабий нәтиҗә бәргәнлики қәйт қилинмақта.

баңладишниң «кокс базар» (Cox's Bazar) районида араканлиқ мусулманлар йашайдиған бир лагерда, вухән вирусиға мунасивәтлик тунҗи өлүмниң йүз бәргәнлики билдүрүлди. лагерларда вируш билән йуқумланғанлар сани 29 ға чиқти.

иранда вухән вируси сәвәбидин 7 миң 942 киши җенидин айрилди, 157 миң 562 киши йуқумланди.

бәзи йавро-асийа дөләтлиридики вухән вирусиға мунасивәтлик өлүм вә йуқумлиниш санлири төвәндикичә:

қазақистанда вухән вируси сәвәбидин 41 киши җенидин айрилди, 11 миң 571 киши йуқумланди.

өзбекстанда 15 киши җенидин айрилди, 3 миң 718 киши йуқумланди.

 қирғизистанда 17 киши җенидин айрилди, 1 миң 845 киши йуқумланди.

гирузийәдә 12 киши җенидин айрилди, 799 киши йуқумланди.

молдавийәдә 307 киши җенидин айрилди, 8 миң 360 киши йуқумланди.

таҗикстанда 47 киши җенидин айрилди, 4 миң 13 киши йуқумланди.

африқа қитәсидә вухән вируси сәвәбидин җенидин айрилғанлар 4 миң 344 кә, йуқумланғанлар сани 152 миң 442 гә чиқти. бәз африқа дөләтлири йуқумлиниш әһвалида ешиш көрүлгән болсиму тәдбирләрни йәңгиллитишкә башлиди.

вухән вирусиға мунасивәтлик әң көп вәқә көрүлгән җәнубий африқа, хәлққә һәптә бешидин башлап ишқа чүшүшни чақириқ қилди, талаш-тартиш қозғиған һарақ сетиш ишлириғиму аридин икки ай өткәнди рухсәт қилди.

камерунда мәктәпләр ечилди.

нигерийәдә җамаәт билән намаз оқушни чәкләш әмәлдин қалдурулди. 20:00 дин 06:00 гичә болған қисмән сиртқа чиқишни чәкләш бәлгилимиси 22:00 дин 04:00 кә өзгәртилди.

буркина фасода йолға қойулған 21:00 дин 04:00 кичә болған сиртқа чиқишни чәкләш бәлгилимисиниң әтә (2020-йили 3-ийун) дин башлап әмәлдин қалдурулидиғанлиқи елан қилинди.

ганада иҗтимаий мусапә қаидәлиригә риайә қилған асаста ишләшкә, җамаәт болуп ибадәт қилишқа вә иҗтимаий паалийәтләрниң өткүзүлүшигә рухсәт қилинди.  

 


خەتكۈچ: #ваба , #вирус

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر