афғанистанда түрмиләрдики талибан әзалири қойуп берилишкә башлиди

америка билән талибан оттурисида түзүлгән келишим бойичә афғанистан түрмилиридә тутуп турулуватқан 900 талибан әзаси қойуп берилди.

1424507
афғанистанда түрмиләрдики талибан әзалири қойуп берилишкә башлиди

түркийә авази радийоси: афғанистанда талибан әзалири қойуп берилишкә башлиди. афғанистан дөләт хәвпсизликиниң байанатчиси җавид файсал бу һәқтә елан қилған байанатида, америка билән талибан оттурисида түзүлгән келишим рамкисида, 900 талибан әзасиниң қойуп берилгәнликини билдүрди.

у буниң билән қойуп берлгән талибан әзалириниң 2 миң болғанлиқини, талибан тәрипидин өзлиригә сунулған әсир алмаштуруш тизимликидә исми барларниң йеши, саламәтлик әһвали вә өткүзгән җинайәтлиригә асасән қойуп берилгәнликини әскәртти.

у йәнә, қойуп берилгән талибан әзалириниң кимликлириниң тәкшүрүш системисидин өткүзүлгәнликини вә қайта уруш қилмаслиқ тоғрисида вәдә елинғанлиқини қәйт қилди.

байанатчи файсал талибан әзалирини қойуп бериш мусаписиниң давамлишидиғанлиқини вәталибанниң қолидики әсирләрниңму охшаш усулда қойуп берилишини күтүватқанлиқлирини билдүрди.

талибанниң қатардики ишханисиниң байанатчиси сухаил шаһин талибанниң қолида тутуп турулуватқаи әсирләрниң көпинчисиниң қойуп берилидиғанлиқини елан қилди.

2020-йили 29-феврал қатар пайтәхти доһада америка вә талибан оттурисида «афғанистанға тинчлиқ елип келиш келишими» мурасим билән имзаланғаниди.  



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر