хоңкоң парламенти алдида намайиш өткүзүлди

хоңкоңда хитай маршини һақарәт қилғанларни җазалайдиған қанун лайиһәси музакирә қилиниватқан парламент алдида намайиш өткүзүлди.

1424472
хоңкоң парламенти алдида намайиш өткүзүлди

түркийә авази радийоси: хоңкоң парламенти алдида хитай маршини һақарәт қилғанларни җазалаш үчүн сунулған қанун лайиһисәгә қарши намайиш өткүзүлди. хоңкоң сақчилири йаш аққузуш бомбиси етип намайишчиларни тарқитиветишкә урунди.

тәнқидчиләр хитай дөләт маршиға мунасивәтлик қанун лайиһәсиниң хоңкоңдики пикир әркинликигә берилгән зәрбә дәп қаримақта.

бейҗиң һөкүмити болса, қарарниң вәтәнпәрвәрлик роһи вә дөләтниң сотсийалистик мәниви қиммәт байлиқлирини тәрәққий қилдуридиғанлиқини илгири сүрмәктә.

қанун лайиһәси бойичә, маршқа һақарәт қилғанларға 6 миң 450 долларғичә җәриманә қойулиду.

бейҗиң һөкүмити 2017-йили нойабирда дөләт миллий маршиға һақарәт қилғанлар вә кәмситиш характерлик һәрикәтләрдә болғанларни 15 күнгичә тутуп туруш йаки бир йилдин үч йилғичә қамақ җазаси бериш вә сийасий һоқуқидин мәһрум қилиш җазалирини беришни тәләп қилған қанун лайиһәсини қобул қилған иди.

хоңкоң билән макав (авмен) да иҗра қилиш қарар қилинған қанун лайиһәси, путбол һәвәскарлири хоңкоңда чәт әл путбол командилири билән өткүзүлгән бир қетимлиқ мусабиқидә, хитай дөләт марши оқулғанда мазақ қилип товлиғандин кейин чиқирилған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر