хоңкоңда хитайниң йеңи бихәтәрлик қануни чиқириш уруниши қаттиқ наразилиқ қозғиди

хитайниң хоңкоң алаһидә мәмурий районида, хитай һөкүмитиниң һөкүмәткә қарши күчләргә мудахилә қилиш күчини ашуруш үчүн қайтидин бихәтәрлик қануни чиқириш урунушиға қарши кәң – көләмлик намайиш өткүзүлди.

1422869
хоңкоңда хитайниң йеңи бихәтәрлик қануни чиқириш уруниши қаттиқ наразилиқ қозғиди

түркийә авази радийоси хәвири: қара кийим кийгән йүзлигән намайишчи атақлиқ сода сарай «Causeway Bay» да бир йәргә топлишип,  қанун чиқириш урунишиға наразилиқ билдүрди.

намайишчилар «хоңкоңниң йенида туруңлар!», «хоңкоңни қутқузуңлар!» қатарлиқ һөкүмәткә қарши шоарларни товлиди.

сақчилар районда йүрүш қилмақчи болған йүзлигән кишигә йаш аққузуш бомбиси билән қаттиқ мудахилә қилди.

намайиш җәрйанида атақлиқ кишилик һоқуқ паалийәтчилиридин бирси болған там так чи қолға елинди.

хитай җүмә күни мәзкүр қанун лайиһисини парламентқа сунғандин кейин намайиш өткүзүлди.

2003-йилиму хитай хоңкоңда чиқиришни тәләп қилған қанунға қарши кәң - көләмлик намайиш өткүзүлгән вә хитай һөкүмити  қанун лайиһәсини чекиндүрүшкә мәҗбур болған иди.

мәзкүр «хоңкоң дөләт бихәтәрлик қануни» районда хитай һөкүмитиниң тәсирини күчәйтидиған әң муһим қанун дәп билиниду.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر