америка «вухән вируси» ваксиниси үчүн 1.2 милйард доллар чиқим қилиду

америка қошма иштатлири һөкүмити өктәбир ейида тәййар болидиғанлиқи билдүрүлгән «вухән вируси» ваксиниси үчүн мәркизи әнглийәдики дора ширкити «AstraZeneca PLC» гә 1.2 милйард доллар бериду.

1421698
америка «вухән вируси» ваксиниси үчүн 1.2 милйард доллар чиқим қилиду

түркийә авази радийоси хәвири: америка таратқулириниң хәвәр қилишичә, оксфорд унверситити «вухән вируси» ваксинисини ишләпчиқиридиған вә тарқитидиған дора ширкити «AstraZeneca PLC» америка һөкүмити билән келишим түзгән болуп, келишим даирисидә, американиң бу ширкәткә 1 милйард 200 милйон доллар төлиши вә буниң бәдилигә, ваксина синиқиниң алди билән америкддики 30 миң адәмдә елип берилиши, ишләпчиқириш миқдариниң кәм дегәндә 300 милйонға йәткүзүлүши қарарлаштурулған.

оксфорд университетиниң бирдин көп ваксина модели бар болуп, нөвәттә кишиләрдә синақ қилинмақта икән. әгәр үнүмлүк болса, тунҗи ваксина күздә тәййар болидикән.

америка қошма иштатлири, хәлқара дора йасаш ширкәтлири  « Moderna» вә « Johnson&Johnson» билән 939 милйон долларлиқ келишим түзүш арқилиқ, тунҗи қетим «вухән вируси» ваксиниси билән тәминлигән дөләт болушни нишан қилмақта икән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر