америка русийәгә теббий буйум ианә қилиду

америка ташқи ишлар министири майк помпейо, русийәгә вухән вируси (ковид – 19) ға тақабил туруш хизмәтлиригә йардәмчи болуш үчүн 200 данә сүний нәпәсләндүрүш үскүниси ианә қилидиғанлиқлирини уқтурди.

1421051
америка русийәгә теббий буйум ианә қилиду

түркийә авази радийоси хәвири: майк помпейо американиң русийәгә қилидиған теббий буйум йардими тоғрисида тивиттердики адресида учур ортақлашти؛ у, американиң йуқумға қарши туруш күриши саһәсидә ианә вә йардәм қилиш җәһәттә «дунйави лидер» икәнликини билдүрүп, 60 дөләткә 15 миң сүний нәпәсләндүрүш үскүниси әвәтишни пиланлаватқанлирини ейтти.

русийәгиму йардәм қилғанлиқлирини билдүргән помпейо, «америка қошма иштатлири русийә хәлқигә америкада йасалған 200 данә сүний нәпәсләндүрүш үскүниси ианә қилиду» деди.

русийәму өткән айда «ан-124» типлиқ бир һәрбий айропилан билән америка қошма иштатлириға теббий йардәм йоллиғаниди.

русийә пирезидентлиқ сарийи– кримел байанатчиси димитрий песков, америка пирезиденти доналд трампниң әвәтилгән йардәмлирини «миннәтдарлиқ билдүргән һалда» тапшуруп алғанлиқини уқтурған, бирақ америка тәрәп, әвәтилгән теббий буйумларниң ианә әмәс, икки тәрәп оттурисидики келишим даирисидә сетивелинғанлиқини елан қилғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر