трамп: дунйа сәһийә тәшкилати өзини тәртипкә селиши керәк

дунйада вухән вирусиKovid-19) ) сәвәбидин җенидин айрилғанларниң сани 325 миңдин, йуқумланғанлар сани нәхминән 5 милйондин вә саламәтлики йахшиланғанларниң сани 1 милйон 970 миңдин ашти.

1420248
трамп: дунйа сәһийә тәшкилати өзини тәртипкә селиши керәк

түркийә авази радийоси хәвири: ваба мәркизигә айланған америкада, вухән вируси сәвәбидин 93 миң 500 дин артуқ киши җенидин айрилди.

америка пирезиденти доналд трамп, «дунйа сәһийә тәшкилатидин қандақ ислаһатларниң болушини тәләп қилидиғанлиқи» һәққидики соалға:

«дунйа сәһийә тәшкилати өзини тәртипкә селиши вә техиму йахши ишларни қилиши керәк» дәп җаваб бәрди.  

вабаниң әң еғир тәсиригә учриған нийу йорк шәһиридә болса, вухән вируси сәвәбидин җенидин айрилған 28 миңдин артуқ кишиниң ичидики көпинчә кишиниң қара тәнликләр вә әсли латин америкалиқлар болғанлиқи ашкариланди. бруклин (Brooklyn) да вухән вирусиға қарши туруш тәдбирлиригә бойсунмастин дәрс өтүшни давамлаштурған йәһудий мәктипи тақалди.

вабаниң йавропадики мәркизигә айланған әнглийәдә йеқинқи 24 саәттә вухән вируси сәвәбидин җенидин айрилғанларниң сани 545 киши ешип 35 миң 341 гә чиқти. йуқумланғанлар сани болса 2 миң 412 киши ешип 248 миң 818 гә чиқти.

әнглийә сәһийә вәзири мат ханкок (Matt Hancock) парламентта байанат елан қилип, вухән вируси сәвәбидин җенидин айрилғанларниң %89 ниң 69 йаш вә униңдин йуқири кишиләр икәнликини билдүрди.

италийәдә йеқинқи 24 саәттә вухән вируси сәвәбидин җенидин айрилғанлар сани 162 киши ешип 32 миң 169 ға чиқти. йуқумланғанлар сани болса, 1 миң 424 киши азийип 65 миң 129 ға төвәнлиди.

фирансийәдә йеқинқи 24 саәттә вухән вируси сәвәбидин җенидин айрилғанларниң сани 28 миң 22 гә, йуқумланғанлар сани 813 киши ешип 217 миң 339 ға чиқти.

фирансийә сәһийә министирлиқи баш мудири җером саломон (Jerome Salomon) фирансийәдә йүрәк вә қан томурлириға тәсир көрсәткән кавасаки (Kawasaki) кесәлликигә охшайдиған кесәлликниң 152 кичик балида байқалғанлиқини, кесәлликниң ваба билән мунасивити барму йоқ, буниң тәкшүрүлүватқанлиқини қәйт қилди.

вухән вируси сәвәбидин 100 киши җенидин айрилған австиралийәдә, йеңи галлер иштатида мәктәпләр 2020-йили 25-май ечилиду. 1-ийундин башлап тәтилгә қойуп берилишкә рухсәт қилиниду.

гиретсийә пайтәхти афенада вухән вирусиға қарши йолға қойулған тәдбирләр сәвәбидин тәхминән икки айдин буйан тақилип туруватқан җамәләр қайтидин ечиветилди.

биразилийәдә вухән вируси сәвәбидин җенидин айрилғанлар 17 миң 971 гә, йуқумланғанлар 271 миң 628 гә чиқти.

     



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر