афринда аптомобил бомба һуҗуми йүз бәрди

сүрийәниң шималидики африн наһийә мәркизидә тохтитип қойулған аптомобилға орунлаштурулған бомба партлап 2 пуқра йариланди.

1417038
афринда аптомобил бомба һуҗуми йүз бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: зәйтун шехи һәрбий һәрикити арқилиқ террорчилардин халийлаштурулған африн наһийә мәркизидә тохтитип қойулған бир аптомобилға орунлаштурулған бомба партлап 2 пуқра йариланди.

террорлуқ һуҗуми районда маддий зийан пәйда қилди, аптомобил ишләткили болмайдиған һалға чүшүп қалди.

нәқ мәйданда тәкшүрүш елип барған йәрлик бихәтәрлик хадимлири диққитини һуҗумни бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к / й п г ниң садир қилған болуш еһтималлиқиға мәркәзләштүрди.

тәл рифат вә мунбич районлиридики ишғалийитини давамлаштуруватқан террорлуқ тәшкилати п к к / й п г, изчил һалда баб, азәз, җәраблус вә африн районлирида террорлуқ вәқәлирини пәйда қилишни давамлаштурмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر