б д т балилар параванлиқ фонди зор миқдарда йардәм тәләп қилди

бирләшкән дөләтләр тәшкилати балилар параванлиқ фонди, вухән вируси (ковид – 19) ға қарши күрәш үчүн 1 милйард 600 милйон доллар йардәм қилишқа чақирди.

1416329
б д т балилар параванлиқ фонди зор миқдарда йардәм тәләп қилди

түркийә авази радийоси хәвири: б д т балилар параванлиқ фонди, вухән вирусиниң әҗәллик иҗтимаий – иқтисадий ақивәтлири вә балиларниң күчийиватқан еһтийаҗлирини қамдаш үчүн елан қилған 651 милйон 600 миң долларлиқ йардәм тәлипигә өзгәртиш киргүзгәнликини уқтурди.

бәшинчи айға киргән йуқумниң тәминләш вә тошуш баһасини өстүрүвәткәнлики билдүрүлгән байанатта, вухән вирусиға қарши туруш үчүн 1 милйард 600 милйон доллар йардәм тәләп қилинди

б д т балилар параванлиқ фонди иҗраийә директори һенриетта фор, «бир сағламлиқ киризиси болған бу йуқум тез сүрәттә балилар һоқуқи киризисиға өзгириватиду. мәктәпләр тақилип қалди, аилиләр ишсиз қилип қийинчилиққа дуч кәлди. ковид -19 кейинки дунйаниң қандақ болидиғанлиқини ойлаш җәрйанида, бу мәбләғ бизниң киризисқа қарши туруш, йахшилиниш вә балиларни киризисниң тәсиридин қоғдашқа йардәм бериду» деди.

балилар параванлиқ фондиниң санлиқ мәлуматиға асасланғанда, дунйадики балиларниң % 77 и, йәни 1 милйард 800 милйон бала йуқум әһвалиниң чәклимиси астида йашаватқан болуп, балиларға зорлуқ – зомбулуқ вә зийанкәшлик қилиш мушу җәрйанда көпийип кетидикән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر