русийә йәнә бир дохтурханида от апити йүз бәрди

русийәниң ст.птерсбург шәһиридики вухән вируси (ковид – 19) бимарлири давалиниватқан азиз йорги дохтурханисида от апити йүз бәрди.

1415615
русийә йәнә бир дохтурханида от апити йүз бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: русийәниң ст.птерсбург шәһиридики вухән вируси (ковид – 19) бимарлири давалиниватқан азиз йорги дохтурханисиниң 6 - қәвитидә от апити йүз берип, сүний нәпәсләндүрүш үскиниси арқилиқ нәпәс еливатқан 5 киши қаза қилди.

дохтурханидики 150 киши тарқақлаштурулди, от өчүрүлди.

вәқәниң тәкшүрүлүватқанлиқи билдүрүлгән болсиму, бәзи мәнбәләр, дәсләпки тәкшүрүшләрниң от апитини сүний нәпәслиниш үскинисидә көрүлгән кашилиниң кәлтүрүп чиқарғанлиқиға ишарәт қиливатқанлиқини билдүрди.

буниңдин икки күн бурун русийәниң красногориски шәһиридики еғир кесәлләр йетиватқан бир параванлиқ орнида от апити йүз берип, 9 адәм қаза қилғаниди.

буниңдин башқа, өткән һәптә москвадики вухән вируси бимарлири давалиниватқан бир дохтурханида йүз бәргән от апитидиму бир киши һайатидин айрилғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر