даеш мәсуллиридин хорасани тутулди

террорлуқ тәшкилати даешниң җәнубий асийа ишлири мәсули шәйх әбу өмәр әлхорасани афғанистанда қолға чүшти.

1415696
даеш мәсуллиридин хорасани тутулди

түркийә авази радийоси хәвири: афғанистан дөләт бихәтәрлик оргининиң билдүрүшичә, алаһидә қисимларниң пайтәхт кабулниң шәрқий қисмида даешқа қарши елип барған һәрбий һәрикити нәтиҗисидә, даешниң җәнубий асийа ишлири мәсули шәйх әбу өмәр әлхорасани қолға чүшкән, даешниң аталмиш җәнубий асийа ахбарат вә аммиви мунасивәтләр мәсуллири йариланған.

байанаттта тәкитлинишичә,  бу қетимқи һәрбий һәрикәт, буниңдин илгири қолға чүшкән даеш әзалириниң иқрарлириға асасән елип берилған.

даешниң хорасан мәсули абдуллаһ орақзай афғанистанниң җәнубиида 5 – апрел күни ишқа ашурулған һәрбий һәрикәттә қолға чүшкәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر