иран: астана мусаписи дөләтлириниң сүрийә тоғрисида қарар мақуллиғанлиқи һәққидики хәвәрләр йалған

иран, «астана мусаписи дөләтлириниң сүрийә дөлитиниң келәчики тоғрисида қарар чиқарғанлиқи» һәққидики хәвәрләрни рәт қилди.

1414646
иран: астана мусаписи дөләтлириниң сүрийә тоғрисида қарар мақуллиғанлиқи һәққидики хәвәрләр йалған

түркийә авази радийоси хәвири: иранлиқ оқуғучилар хәвәр агентлиқи (исна)ниң хәвәр қилишичә, иран ташқи ишлар министирлиқи байанатчиси аббас мусәви, «астана мусаписи дөләтлириниң сүрийә дөлитиниң келәчики тоғрисида қарар чиқарғанлиқи һәққидики хәвәрләр һәқиқәтни ипадилимәйду» деди.

теһран даирилириниң һәр даим сүрийә дөлити вә хәлқиниң йенида туруп кәлгәнликини әскәрткән мусәви, «сүрийәниң келәчикигә алақидар қарарни сүрийә хәлқиниң чиқиридиғанлиқи»ни қәйт қилди.

буниңдин бурун рус таратқулиридиму «русийә, түркийә вә иранниң сүрийәдә бәшшар әсәдни һакимийәттин йирақлаштуруп, өктичиләрни өз ичигә алған бир мувәққәт һөкүмәт қурушни пиланлиғанлиқи» илгири сүрүлгәниди.

астана мусаписи, сүрийәдә үзүл – кесил тинчлиқни капаләткә игә қилиш үчүн, түркийә, русийә вә иран тәрипидин 2017 – йили тәшкил қилинғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر