муавин пирезидент пенс өзини карантинға алди

америка муавин пирезиденти майк пенсниң, байанатчиси катие миллердә вухән вируси (ковид – 19) йуқуми байқалғандин кейин өзини карантинға елишни қарар қилғанлиқи уқтурулди.

1414728
муавин пирезидент пенс өзини карантинға алди

түркийә авази радийоси хәвири: блумберг қанилиниң ақсарайни мәнбә қилған һалда бәргән хәвиригә қариғанда, җүмә күни байанатчи миллердә йуқум байқалғандин кейин, пенсму тәдбирдин қолдин берип қоймаслиқ үчүн өзини карантинға алған.

тәкшүрүштә йуқум йоқлуқиға дийагноз қойулған пенсниң, һәр еһтималлиқни нәзәрдә тутуп бир мәзгил өйидә хизмәт қилидиғанлиқи қәйт қилинди.

пенсниң карантин қарари тоғрисида ақсарай йаки униң ишханиси һазирғичә һечқандақ рәсмий байанат бәрмиди.

пәйшәнбә күни пирезидент доналд трампниң муһапизәтчилириниң бириниң вухән вирусини йуқтурувалғанлиқиға дийагноз қойулғандин кейин, җүмә күни муавин пирезиденти майк пенсниң байанатчиси миллерниңму вирус йуқтурувалғанлиқиға дийагноз қойулғаниди. шу күни, трампниң ақсарай мәслиһәтчиси болған қизи иванка трампниң йардәмчиси вә башқа 11 нәпәр мәхпий развитка хадимидиму вухән вируси йуқуми байқалғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر