руһани: дөлитимизгә йүргүзүлүватқан ембаргониң бикар қилинмаслиқиниң ақивити еғир болиду

иран пирезиденти һәсән руһани дөлитигә йүргүзүлүватқан қорал – йарағ ембаргосиниң бикар қилинмаслиқиниң еғир ақивити болидиғанлиқини ейтти.

1411944
руһани: дөлитимизгә йүргүзүлүватқан ембаргониң бикар қилинмаслиқиниң ақивити еғир болиду

түркийә авази радийоси хәвири: иран дөләтлик телевизийәсиниң хәвәр қилишичә, руһани министирлар кеңиши йиғинда мундақ дегән: «америкалиқлар дөлитимизгә йүргүзүлүватқан қорал – йарағ ембаргосиниң бикар қилинишиға қарши чиқмақта. вашингтон һөкүмити шуни йахши билиши керәкки, қорал – йарағ ембаргосиниң бикар қилиниши йадро келишимниң бир шәртидур. әгәр қорал – йарағ ембаргоси бикар қилинмиса, буниң ақивәтлири еғир болиду. шуни алаһидә тәкитләп өтимәнки, бу һәқтә қандақ қәдәм ташлайдиғанлиқимиз тоғрулуқ 1+5 (америка қошма иштатлири, хитай, фирансийә, әнглийә вә германийә) дөләтлириниң рәһбәрлиригә йоллиған хетимниң ахирқи абзасида изаһат бәрдим. улар буниң ақивитиниң қанчилик еғир болидиғанлиқини обдан билиду.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر