җәнубий корейә ким җоңунниң өлмигәнликини елан қилди

җәнубий корейә һөкүмити өлүп кәткәнлики һәққидә гәп-сөзләр тарқиливатқан шималий корейә рәһбири ким җоңунниң «һайат вә саламәтликиниң йахши» икәнликини елан қилди.

1405920
җәнубий корейә ким җоңунниң өлмигәнликини елан қилди

түркийә авази радийоси хәвири: җәнубий корейә пирезиденти мун җйаинниң йуқири дәриҗилик ташқи сийасәт мәслиһәтчиси мун чуңин с н н (CNN) ниң зийаритини қобул қилди.

у шималий корейә рәһбири ким җоңун тоғрисида тарқиливатқан өлгән болуш еһтималлиқи һәққидики гәп-сөзләргә қарита: «һөкүмитимизниң мәйдани муқим. ким җоңун һайат вә саламәтлики йахши. 13-апрелдин буйан восан районида туруватиду. һазирғичә һечқандақ гуманлиқ һәрикәт байқалмиди» деди.

йеқинқи һәптиләрдә шималий корейә рәһбири ким җоңунниң саламәтликиниң йахши әмәслики вә өлгәнлики тоғрисида гәп-сөзләр тарқалған иди.

ким җоңунниң саламәтлики сәвәбидин бир гуруппа хитай дохтурлириниң шималий корейәгә йетип барғанлиқи؛ 12-апрел ким җоңунниң оператсийә қилинғанлиқи вә саламәтликиниң йахши икәнлики тоғрисида хәвәрләр тарқалған иди.

хоңкоң суний һәмраһ телевизийәси ким җоңунниң өлгәнликини хәвәр қилди, бирақ бу һечқандақ мәсул кишиләр тәрипидин дәлилләнмигән иди.

ким җоңунниң 15-апрелда шималий корейәниң қурғучи рәһбири вә чоң дадиси ким ирсинниң туғулған күнини тәбрикләп өткүзүлгән бир қатар паалийәтләргә қатнашмаслиқи, саламәтлики тоғрисида сөз-чөчәкләрниң тарқилишиға сәвәб болған иди.

америка җәнубий каролина иштати кеңәш палата әзаси җумһурийәтчи линдзи граһам (Lindsey Graham) ким җоңун һәққидә: «у йәр үсти йепиқ җәмийәт. бивастә бир нәрсә аңлимидим, әмма өлмигән йаки иш қилалмайдиған һалға кәлмигән болса һәйран қалимән. чүнки дөләт болуштин бәкирәк тәриқәт болған шималий корейәгә охшаш үсти йепиқ бир дөләт, бу хил ғәйвәтләрниң тарқилип йүрүшигә вә буниңға мунасивәтлик соалларниң җавабсиз қелишиға һәргиз рухсәт қилмайду» дегән иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر