талибан сарипул вилайтидә үч нуқтиға һуҗум қилди

афғанистанниң шималиға җайлашқан сарипул вилайитидә үч айрим нуқтиға, талибан қораллиқ күчлириниң қилған һуҗумида 11 хәвпсизлик хадими җенидин айрилди.

1403197
талибан сарипул вилайтидә үч нуқтиға һуҗум қилди

түркийә авази радийоси хәвириди: афғанистанниң шималиға җайлашқан сарипул вилайити валий мәһкимисиниң байанатчиси забиһуллаһ амани талибан қораллиқлириниң сарипулниң мәркизи санчарак вә сузма қәлә наһийәлиригә бирла вақитта һуҗум қилғанлиқини билдүрди.

байанатчи забиһуллаһ амани һуҗумда 11 хәвпсизлик хадиминиң җенидин айрилғанлиқини, 19 хәвпсизлик хадиминиң йариланғанлиқини вә бир хәвпсизлик хадиминиң талибан тәрипидин әсир елинғанлиқини қәйт қилди.

у һуҗумдин кейин чиққан етишишларда талибанниңму еғир чиқимға учриғанлиқини әскәртти.

талибан һазирғичә бу һәқтә һечқандақ байанат елан қилмиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر