малайшийада денге қизитмиси байқалди

малайшийада йеқинқи 4 ай ичидә 38 миңдин артуқ адәм паша чеқиш арқилиқ тарқилидиған денге қизитмиси билән йуқумланди.

1403466
малайшийада денге қизитмиси байқалди

түркийә авази радийоси хәвири: малайшийа сәһийә министирлиқиға аит «‹ iDengue› хәвәрләр тори» ниң билдүрүшичә, дөләт миқйасида бултур 29 – декабирдин тартип бу йил 21 – апрелғичә 38 миң кишиниң  денге қизитмиси билән йуқумланғанлиқи ениқлап чиқилған. бу җәрйанда, денге қизитмиси билән йуқумланғанлар сани селангхор өлкисидә 23 миң 22 гә, пайтәхт куалалумпурда 2 миң 906 гә йәткән.

министирлиқ тәрипидин бу һәқтә чиқирилған агаһландурушта әскәртилишичә, денге қизитмиси билән йуқумланғанлар сани «вухән вируси» билән йуқумланғанлар санидин хелила көп икән, шуңа, денге қизитмиси йуқуминиң тәһдитигә сәл қаримаслиқ керәк икән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر