һамас: нетанийаһу билән гантизниң бирләшмә һөкүмәт қурушқа келишкәнлики бизни қорқуталмайду

һамас һәрикити исраилийә баш министири нетанийаһу билән көк-ақ иттипақи п рәһбири гантизниң бирләшмә һөкүмәт қурушқа келишкәнликидин қорқмайдиғанлиқини билдүрди.

1402439
һамас: нетанийаһу билән гантизниң бирләшмә һөкүмәт қурушқа келишкәнлики бизни қорқуталмайду

түркийә авази радийоси хәвири: һамас байанатчиси фәвзи бәрһум йазма байанатида, бинйамин нетанйаһу вә банний гантизниң қурмақчи болған  бирләшмә һөкүмитиниң пәләстин хәлқиниң һәқ- һоқуқини талан – тараҗ қилиш,  земинлирини тартивилиш вә йәһудий дөлитини қуруп чиқиштәк радикал нишанлиридин қорқмайдиғанлиқини елан қилди.

фәвзи бәрһум исраилийәдә қурулған йеңи бирләшмәниң барлиқ пәләстинликләрни «ишғалийәткә қәтий қарши туруш вә пәләстин хәлқиниң һоқуқини қоғдаш» асасида миллий истратегийәни тәрәққий қилдурушқа түрткә болуши керәкликини әскәртип, исраилийә билән тинчлиқ орнитишниң «хийал сетиш» тин ибарәт болидиғанлиқини тәкитлиди.

исраилийә мәтбуатлири түнүгүн баш министир бинйамин нетанйаһу билән парламент башлиқи гантизниң «җиддий бирләшмә һөкүмити» қуруш келишими имзалашқанлиқини хәвәр қилған иди.

баш министир нетанйаһу билән көк-ақ иттипақниң рәһбири банний гантиз илгирики бирләшмә һөкүмәт сөһбити даирисидә, ийорданийә вадиси вә ғәрбий қирғақни исраилийәгә қошувелиш тоғрисида бирдәклик һасил қилған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر