нигерийәдә террорлуқ тәшкилати боко һарамға еғир зәрбә берилди

нигерийәниң шәрқий шималида, өткән бир һәптә ичидә террорлуқ тәшкилати боко һарамға қарши елип берилған һәрикәттә, 105 тәшкилат әзаси өлтүрүлди.

1401938
нигерийәдә террорлуқ тәшкилати боко һарамға еғир зәрбә берилди

түркийә авази радийоси хәвири: нигерийә армийә байанатчиси муса сағир мухбирларға бәргән байанатида, армийәниң йобе өлкисигә қарашлиқ буни гари йезисида боко һарамға қарши һәрикәт елип берилғанлиқини ейтти.

муса сағир һәрикәттә 105 терорлуқ тәшкилати әзасиниң өлтүрүлгәнликини вә  нурғун оқ - дориларниң қолға чүшүрүлгәнликини билдүрди.

муса сағир һәрикәттә 2 әскәрниң йариланғанлиқиниму байан қилди.

илгирики һәрикәттә 10 терорчиниң өлтүрүлгәнлики елан қилинған иди.

нигерийәдә 2000 - йилдин буйан паалийәт қиливатқан терорлуқ тәшкилати боко һарамниң 2009 йилидин етибарән елип барған кәң көләмлик зораванлиқ һәрикәтлиридә 20 миңдин артуқ адәм қаза қилған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر