нигерийәдә қораллиқ һуҗум қилиш вәқәси йүз бәрди

нигерийәниң платеав вә нигер өлкилиридә йүз бәргән қораллиқ һуҗумларда 15 адәм җенидин айрилди.

1399416
нигерийәдә қораллиқ һуҗум қилиш вәқәси йүз бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: платеав өлкилик сақчи идариси байанатчиси симон убаһ огаба, өлкиниң һуру районида кимлики намәлум кишиләр  садир қилған қораллиқ һуҗумда 9 адәмниң җенидин айрилғанлиқини, көп санда адәмниң йариланғанлиқини, 22 өйниң көйүп күлгә айланғанлиқини билдүрди.

мотосиклетлиқ кишиләрниң нигер өлкисигә қарашлиқ широро вә мадака йезилириға қилған қораллиқ һуҗумлиридиму 6 адәмниң қаза қилғанлиқи, 5 адәмниң йариланғанлиқи, 600 адәмниң қорқуп өй – маканлирини ташлап қачқанлиқи қәйт қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر