йуқум нйу йоркта 11 - сентәбир вәқәсидикидинму көп адәмниң җениға замин болди

вухән вируси (ковид – 19) америка қошма иштатлириниң нйу йорк шәһиридә 11 – сентәбир террорлуқ һуҗумидинму көп адәмниң җениға замин болди.

1394261
йуқум нйу йоркта 11 - сентәбир вәқәсидикидинму көп адәмниң җениға замин болди

түркийә авази радийоси хәвири: нйу йорк валийси андрев кумо, ковид – 19 сәвәбидин қаза қилғанлар саниниң бир күндә 779 адәм көпийип 6268 гә йәткәнликини билдүргәндин кейин, 11 – сентәбир террорлуқ һуҗумида 2753 адәмниң өлгәнликини хатирилитип өтти.

2001 – йили 11 – сентәбирдә америка ичидә қатнайдиған 4 йолучилар айропилани әлқаидә әзаси террорчилар тәрипидин гөрүгә елип қечилған؛ икки айропилан нйу йорктики дунйа сода мәркизиниң шималий вә җәнубий мунарлириға соқулуп, 110 қәвәтлик икки мунар гүмүрүлүп чүшкәниди.

үчинчи айропилан вирҗенийә иштатидики дөләт мудапиә министирлиқи – пентагонға соқулуп, бинаниң ғәрбий тәрипиниң бир қисми гүмүрүлүп чүшкәниди.

төтинчи айропилан болса, пайтәхт вашингтонни зәрбә обйекти қилған болсиму, йолучиларниң террорчиларға мудахилә қилиши нәтиҗисидә пенсилванийәдә чүшүп кәткәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر