сәуди әрәбистан падишаһ җәмәтидә вирус байқалди

дунйада вухән вируси(Kovid-19) сәвәбидин җенидин айрилғанлар 87 миңдин, йуқумланғанлар 1 милйон 521 миңдин вә саламәтлики йахшиланғанларниң сани 330 миңдин ашти.

1394466
сәуди әрәбистан падишаһ җәмәтидә вирус байқалди

түркийә авази радийоси хәвири: сәуди әрәбистанда рийад валийси файсал бин бандар бин абдуләзиз суудни өз ичигә алған 150 сәуди әрәбистан падишаһлиқи җәмәтидә вухән вируси байқалди.

исираилийәдә вухән вируси сәвәбидин җенидин айрилғанлар 73 кә чиқти.

исираилийә сәһийә министирлиқи вухән вируси билән йуқумланғанларниң 9 миң 404 кә чиққанлиқини, 801 кишиниң саламәтликиниң йахшиланғанлиқини елан қилған иди.

малайшийада йуқумланғанлар 4 миңдин ашти.

хитайда йеқинқи 24 саәттә вухән вируси сәвәбидин икки киши җенидин айрилди вә бу сан 3 миң 335 кә, йуқумланғанлар 81 миң 865 кә йәтти. 77 миң 370 вухән вируси бемари дохтурханидин чиқти.

иранда 3 миң 993 киши вухән вируси сәвәбидин җенидин айрилди, йуқумланғанлар 64 миң 586 гә чиқти. әлбурз иштатида вухән вируси билән йуқумлинип дохтурханида давалиниватқан 100 йашлиқ бир бемарниң саламәтлики йахшиланди.

җәнубий корейәдә җенидин айрилғанлар 20 гә, йуқумланғанлар 10 миң 423 кә чиқти. йеқинқи 24 саәттә 39 кишиниң  вухән вируси билән йуқумланғанлиқи байқалди. бу 2020-йили 20-феврал җәнубий корейәдә вухән вируси байқалғандин буйанқи әң йуқири йуқумлиниш сани икәнлики билдүрүлди.  

мисирда вухән вируси сәвәбидин җенидин айрилғанлар 103 кә, маракәштә 93 кә, алҗирийәдә 205 кә, ирақта 69 ға чиқти.

сомалида вухән вирусиға мунасивәтлик тунҗи өлүм йүз бәрди.

дунйа сәһийә тәшкилатиниң африқаға мунасивәтлик мәлуматлирида көрситилишичә, африқа қитәсидә вухән вируси билән йуқумланғанлар 10 миң 420 гә йәткән, 517 киши җенидин айрилған.

либерийәдә вирусқа қарши туруш тәдбирлири даирисидә җиддий һаләт елан қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر