б д т тинчлиқ сақлаш қисмини вәзипигә орунлаштурушни тохтатти

бирләшкән дөләтләр тәшкилати «вухән вируси» сәвәбидин тинчлиқ сақлаш қисми әскәрлириниң қайтидин вәзипигә орунлаштурулушини тохтатти.

1394731
б д т тинчлиқ сақлаш қисмини вәзипигә орунлаштурушни тохтатти

түркийә авази радийоси хәвири: бирләшкән дөләтләр тәшкилати баш катипиниң байанатчиси степһан дуҗаррич, б д т тинчлиқ сақлаш қисми әскәрлири вә хәлқаралиқ сақчи күчлириниң қайтидин вәзипигә орунлаштурулушиниң 30 – ийулғичә тохтитилғанлиқини уқтурди.

у йәнә, мәвҗут тинчлиқ сақлаш қисми  әскәрлиригә болса, «вухән вируси» сәвәбидин һечқандақ вәзипә тапшурулмайдиғанлиқиниму сөзлиригә илавә қилди.

игилинишичә, бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң оттура шәрқ, африқа вә қибрис қатарлиқ дунйаниң һәрқайси җайлиридики 13 тинчлиқ сақлаш қисми қармиқида, һәрбий вә пуқрави хадимлардин тәшкил тапқан 100 миңдин артуқ киши вәзипә өтимәктә икән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر