шәрқ дунйасидики вирусқа мунасивәтлик йеңи мәлуматлар

дунйада вухән вируси(Kovid-19) сәвәбидин җенидин айрилғанлар 74 миңдин, йуқумланғанлар 1 милйон 331 миңдин вә саламәтлики йахшиланғанлар 275 миңдин ашти.

1392794
шәрқ дунйасидики вирусқа мунасивәтлик йеңи мәлуматлар

түркийә авази радийоси хәвири: хитайда вухән вирусиға мунасивәтлик вәқәләр санилишқа башланған 2020-йили йанвар ейидин буйан бүгүн (2020-йили 6-апрел) тунҗи қетим өлүм көрүлмиди. йеңидин йуқумланғанлиқи байқалған 32 киши билән, җәмий йуқумланғанлар сани 81 миң 740 қа чиқти, 89 киши йахшиланди.

вухән вируси сәвәбидин җенидин айрилғанлар 38 гә, йуқумланғанлар 2 миң 605 кә чиққан сәуди әрәбистанда, төт вилайәт вә бәш чоң шәһәрдә кочиға чиқиш чәкләнди.

исираилийәдә вухән вируси сәвәбидин җенидин айрилғанлар 60 қа, йуқумланғанлар 9 миң алтигә гә чиқти. шәһәрләр ара қатнаш 2020-йили 6-апрел чүштин 2020-йили 10-апрелғичә чәкләнди. 2020-йили 8-апрел шу йәр вақти әтигән саәт 07:00 дин чүштин кейин саәт 18:00 гичә кочиға чиқиш чәкләнди.

ғәззәдә сәһийә министирлиқи вухән вируси дийагнозида ишлитилидиған малзимиләрниң бир қанчә саәт ичидә түгәйдиғанлиқи тоғрисида агаһландуруп, буларниң тәминати үчүн йардәм чақириқи елан қилди.

маракәштә 81 киши җенидин айрилди, йуқумланғанлар 120 гә чиқти.

мисирда йуқумланғанлар 1 миң 322, җенидин айрилғанлар 322 гә чиқти.

афғанистанда вухән вируси сәвәбидин җенидин айрилғанлар 11 гә, йуқумланғанлар 423 кә чиқти. пайтәхт кабулни өз ичигә алған нурғун шәһәрдә кочиға чиқиш чәкләнди.

африқа қитәсидә вухән вируси сәвәбидин җенидин айрилғанлар 487 гә, йуқумланғанлар 10 миң 75 кә чиқти.

африқада вухән вирусиға қарши елинған тәдбирләр даирисидә һазирғичә 43 дөләт чегралирини пүтүнләй тақиди. йәттә дөләт хәлқара авийатсийә сәпәрлирини вақитлиқ тохтатти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر