иран парламентиниң башлиқи йуқумланди

дунйада вухән вируси (Kovid-19) сәвәбидин җенидин айрилғанлар 53 миң 245 кә, йуқумланғанлар 1 милйон 16 миң 793 кә чиқти. йуқумланған 213 миң 164 кишиниң саламәтлики йахшиланди.

1390479
иран парламентиниң башлиқи йуқумланди

түркийә авази радийоси хәвири: вухән вируси сәвәбидин 3 миң 294 киши җенидин айрилған иранда, парламент башлиқи әли лариҗаниниң йуқумланғанлиқи билдүрүлди. буниң билән, иран парламентида йуқумланғанлар 23 кә чиқти, лариҗани карантин астиға елинди.

вухән вируси пәйда болған хитайниң хубей өлкисидә төт киши җенидин айрилди. буниң билән хитайда вухән вируси сәвәбидин җенидин айрилғанлар 3 миң 322 гә, йуқумланғанлар 81 миң 620 гә чиқти. 76 миң 571 бемарниң саламәтлики йахшиланди.

җәнубий корейәдә вухән вируси сәвәбидин җенидин айрилғанлар 174 кә чиқти. йуқумланғанлиқи байқалған кишиләр 10 миңдин ашти.

шималий корейәдә һазирғичә вухән вируси билән йуқумланған киши сани елан қилинмиди. буниңдин бир һәптә бурун вирус билән йуқумлиниш еһтималиға қарши тиббий көзитиш астида туруватқанлар санини 2 миң 280 дәп елан қилған шималий корейә «KCNA» агентлиқи, бу санниң 500 гә чүшкәнликини хәвәр қилди.

русийәдә йеқинқи 24 саәттә 34 киши җенидин айрилди. йуқумланғанлар сани 4 миң 149 ға йәтти. русийәдә 210 миңдин артуқ кишиниң тиббий көзитиш астида туруватқанлиқи билдүрүлмәктә.

ирақта болса,җенидин айрилғанлар 54 кә, йуқумланғанлар 772 гә чиқти.

бәшшар әсәд һакимийити сүрийәдә контрол қиливатқан районларда вухән вируси билән йуқумланғанларниң 16 гә чиққанлиқини елан қилди.

вухән вирусиға мунасивәтлик икки өлүм көрүлгән сүрийәдә, йуқумланғанларниң елан қилинған сандин йуқири икәнликидин әндишә қилинмақта.

б д т сүрийә алаһидә вәкили геир о.педерсен (Geir O. Pedersen) ниң алаһидә мәслиһәтчиси наҗат рочди (Najat Rochdi): «сүрийә инсанпәрвәрлик йардәмлири һечқачан бунчилик муһим болуп бақмиған иди» дәп агаһландурди.

педерсенниң пүткүл сүрийәни өз ичигә алған «дәрһал уруш тохтитиш» ни тәкрарлиғанлиқини билдүргән рочди, буниң вухән вирусиға қарши туруш вә сүрийә хәлқиниң техиму көп дәрткә муптила болмаслиқи үчүн муһим әһмийәткә икәнликини қәйт қилди.

пәләстин һөкүмити йеңидин 10 кишиниң вухән вируси билән йуқумланғанлиқини вә җәний йуқумланғучиларниң 171 қа чиққанлиқини билдүрди. пәләстиндә вухән вируси сәвәбидин елан қилинған җиддий һаләтниң вақти йәнә 30 күн узартилди.

күвәйттә йеқинқи 24 саәттә 75 кишиниң йуқумланғанлиқиниң байқилиши билән, бу сан 417 гә чиқти.

исираилийәдә 39 киши җенидин айрилди, йуқумланғанлар 7 миң 30 ға чиқти.

ливийәдә вухән вирусиға мунасивәтлик тунҗи өлүм көрүлди.

вухән вируси сәвәбидин җенидин айрилғанлар 58 гә чиққан мисирда, йуқумланғанлар 865 кә чиқти.

маракәштә вухән вируси билән йуқумланғанлар сани 708 гә чиқти.йеңидин үч кишиниң җенидин айрилиши билән, бу сан 47 гә чиқти. йеңидин 27 кишидә вирус байқалди вә бу сан 735 кә чиқти.

умманда 24 саәттә 21 кишдә вирус байқалди вә йуқумланғанлар сани 252 гә чиқти. 57 кишиниң саламәтлик йахшиланди.

туниста йеқинқи 24 саәттә 13 киши җенидин айрилди вә җәмий сан 500 гә йеқинлашти.

қатарда җенидин айрилғанлар үчкә, ийорданийәдә бәшкә, суданда сәккизгә чиқти. әрәб бирләшмә хәлипиликидә йуқумланғанлар 42 гә, бәһрәйндә 643 кә чиқти.

ийорданийә йеза игилики министири ибраһим әшшаһаһидә вухән вирусиға мунасивәтлик бәзи «мәмурий хаталар» сәвәблик вәзиписидин истепа бәрди.

тогода йуқумланған 39 кишиниң иккиси җенидин айрилди, 17 бемар дохтурханидин чиқти.

камеронда 284 киши йуқумланди. булардин йәттиси җенидин айрилди, 10 и дохтурханидин чиқти.

африқа қитәсидә вухән вируси һәммидин кейин көрүлгән брундида, икки кишидә вухән вирусиниң байқилиши патпарақчилиққа сәвәб болди. пайтәхттә йемәк-ичмәк вә тазилиқ мәһсулатлириниң баһаси тез сүрәттә өсүп кәтти. хәлқ болса, чәт җайларға кетиш үчүн аптобус бекәтлиригә сәл болуп ақти.

қирғизистанда вухән вирусиға мунасивәтлик тунҗи өлүм оттуриға чиқти. җәмий йуқумланғанлар 130 ға чиқти. өзбекстандин қирғизистанға миң тонна ун, 7 миң қоғдиғучи кийим, 20 миң җуп пәләй вә 500 қоғдиғучи көзәйнәк ианә қилинди. хитай һөкүмитиму қирғизистанға тез дийагноз үскүниси ианә қилди.

һиндистан баш министири моди һазирғичә вирус сәвәбидин 53 кишиниң җенидин айрилғанлиқини, йуқумланғанларниң 860 қа чиққанлиқини елан қилди.

һиндистанда 2020-йили 24-март сиртқа чиқиш чәкләнгәндин кейин, сайаһәт қиливатқан нурғун чәт әлликләр қапселип қалди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر