ливийәдә һафтәр қисимлириниң нуқтилири бомбардиман қилинди

ливийәниң сиртә шәһиригә орунлашқан бирәсмий қораллиқ күчләрниң рәһбири хәлифә һафтәрниң 20 қораллиқ унсури, һава һуҗумида өлтүрүлди.

1390780
ливийәдә һафтәр қисимлириниң нуқтилири бомбардиман қилинди

түркийә авази радийоси хәвири: ливийәниң қанунлуқ һөкүмити болған бирләшмә һөкүмәткә қарашлиқ «ғәзәп волқини һәрикити» ахбарат мәркизи елан қилған байанатта, сиртә шәһири әтрапидики һафтәр қораллиқ күчлири орунлашқан нуқтиларниң һавадин бомбардиман қилинғанлиқи билдүрүлди.

һәрикәтниң ахбарат байанатчиси мустафа әл мәҗи сиртә шәһириниң шәрқидики әбу карин райониға һуҗум тәййарлиқида туруватқан һафтәр қораллиқ күчлириниң нишан қилинғанлиқини әскәртти.

у елип берилған туйуқсиз һуҗумда, 20 дин артуқ һафтәр қораллиқ унсуриниң өлтүрүлгәнликини, 15 тин артуқ һәрбий әслиһәләрниң пачақлап ташланғанлиқини билдүрди.

ливийә бирләшмә һөкүмити башлиған «тинчлиқ борини һәрбий һәрикити» даирисидиму, һафтәр қораллиқ күчлириниң үч айропилани, нурғун танкиси, топ-зәмбирики вә еғир типлиқ қораллириниң пачақлинип ташланғанлиқи қәйт қилинди.

бомбардимандин кейин, һафтәр қораллиқ күчлириниң һәммисиниң дегидәк, тириполиниң җәнубидики нуқтилиридин чекинишкә мәҗбур болғанлиқи әскәртилди.  



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر