иранда «һарақ вухән вируси дин қоғдайду» дегән миш миш сөзләр 320 кишиниң җениға замин болди

иранда «һарақ вухән вируси (йеңи типтики таҗисиман вирус ковид-19) дин қоғдайду» дегәнгә ишинип, сахта һарақтин зәһәрлинип өлгәнләрниң сани 320 гә йәтти.

1389352
иранда «һарақ вухән вируси дин қоғдайду» дегән миш миш сөзләр 320 кишиниң җениға замин болди

 

түркийә авази радийоси хәвири: иран йерим рәсмий «фарс агентлиқи» ниң хәвиригә асасланғанда, иран сәһийә министирлиқи байанатчиси кийануш җиһанпур син йиғини арқилиқ ахбарат елан қилған вә  6 - марттин бери 3 миң 117 кишиниң сахта һарақтин зәһәрлинип дохтурханиға кәлгәнликини ейтқан.

кийануш җиһанпур сахта һарақтин зәһәрләнгән 666 кишиниң дохтурханиларда балнистқа елинғанлиқини вә уларниң 73 нәпириниң еғир кесәлликләр бөлүмидә давалиниватқанлиқини билдүрди.

кийануш җиһанпур сахта һарақ сәвәбидин бүгүнгә қәдәр 320 кишиниң һайатидин айрилғанлиқини вә 62 кишиниң көзидин айрилғанлиқини елан қилди.

иранда сахта һарақ ишләпчиқиридиған нурғун киши қолға елинди. тутқун қилиш һәрикитидә йүзмиңлиған литир испирт қолға чүшүрүлди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر