иранда йеңи туғулған бир бовақта вухән вируси байқалди

дунйа миқйасида вухән вируси (йеңи типтики таҗсиман вируслуқ өпкә йаллуғи йуқуми – ковид – 19) дин йуқумлинип қаза қилғанлар сани 37 миңдин, йуқумланғучилар сани 786 миңдин ешип кәтти.

1388434
иранда йеңи туғулған бир бовақта вухән вируси байқалди

түркийә авази радийоси хәвири: шималий қибрис түрк җумһурийитидә бүгүндин башлап һәр күни саәт 21:00 дин 06:00 гичә кочиға чиқишни чәкләш қарар қилинди. бир герман сайаһәтчи вирустин йуқумлинип қаза қилған шималий қибрис түрк җумһурийитидә йуқумланғанлар сани 69 гә йәтти.

2700 дин артуқ йуқумланғучи қаза қилған иранда, йуқумниң йәнә кәм дегәндә 2 ай еғир болушни давамлаштуруши мөлчәрләнмәктә. пирезидентлиқ мәһкимиси, илим- пән, технологийә вә учур иқтисадий оргини байанатчиси кәрим кәрими иҗтимаий таратқу һесабатида, коронаниң алдини елиш вә униңға қарши туруш мәркизиниң ковид – 19 йуқуминиң йөнилишигә мунасивәтлик бир – биридин пәрқлиқ 5 хил сенарийәни өз ичигә алған доклатни һәмбәһирлиди. буниңға асасән, 6 - айниң башлириғичә 5 хил әһвалниң һәммисидә хәвипниң йуқири болушни давамлаштуридикән. президент һәсән руһани, ковид -19  вируси сәвәбидин дөләт миқйасидики чәклимиләрниң муддитиниң 8 - апрелғичә узартилғанлиқини, қаидигә хилаплиқ қилған бимарларниң җазалинидиғанлиқини елан қилди. йәнә бир тәрәптин, мәшһәд шәһиридә йеңи туғулған бовақта ковид - 19 вирусиниң байқалғанлиқи билдүрүлди.

әзәрбәйҗанда ковид – 19 йуқумиға қарши кочиға чиқиш чәклимиси елан қилинди. һазирғичә 4 адәм қаза қилған, 273 адәмдә вирус байқалған әзәрбәйҗанда, сәһийә, ул - әслиһә, қатнаш вә арқа сәп, йемәклик ишләпчиқириш, нефит, тәбиий газ вә банка қатарлиқ бир түркүм саһә хизмәтчилири чәклиминиң сиртида қалдурлди. мәтбуат хадимлириму сиртқа чиқип паалийәтлирини елип баралайду.

10 нәпири ғәззәдә болуп ишғал вә муһасирә астидики пәләстин земинлирида ковид - 19 дин йуқумланғучилар сани 116 гә йәтти. шуниң билән бир вақитта, ғәззәниң ковид – 19 ға қарши күришидә, түркийәниң районға салған түркийә - пәләстин достлуқ дохтурханиси үмид болиду. түркийә, түркийә һәмкарлиқ вә координатсийә агенитлиқи – тиканиң байанатиға қариғанда, мәзкур орган тәрипидин селинған пәләстинниң әң чоң сәһийә мәркизи ғәззәдики пәләстин - түркийә достлуқ дохтурханисини, җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң йолйоруқиға асасән, ковид – 19 ға тақабил туруш хизмәтлири даирисидә пәләстин тәрәпкә өткүзүп бәргән.

ирақта вухән вирусидин йуқумлинип қаза қилғанлар сани 46 гә, йуқумланғучилар сани 630 ға йәтти. саламәтлики әслигә кәлгән 152 киши балнисттин чиқти.

исраилийә баш министири бунйамин нетанйаһуниң мәслиһәтчилириниң биридә йуқум байқилип, карантин қилинишни қарар қилди. исраилийә сәһийә министирлиқиниң санлиқ мәлуматиға қариғанда, исраикийдә 18 йуқумланғучи қаза қилған, йуқумланғучилар сани 4831 гә йәткән.

йуқум сәвәбидин қаза қилғанлар сани алҗирийәдә 35, маракәштә 33, ийорданийә 5 кә йәтти؛ тунистан қаза қилғанлар сани 10 ға, йуқумланғучилар сани 362 гә йәтти.

афғанистанда бир киши вирустин йуқумлинип қаза қилди, җәмий йуқумланғучилар сани 174 кә йәтти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر