голландийә хитайдин импорт қилинған маскаларниң сәһийә өлчәмлиригә тошмайдиғанлиқини елан қилди

голландийә йеңи типтики вухән вируси йуқумлуқ апитиниң алдини елиш мәқситидә,  хитайдин импот қилинған вә тарқитилған 1 милйон 300 миң маскадин  600 миңиниң йетәрләк сәһийә өлчәмлиригә игә болмиғанлиқи сәвәбидин йиғивелинишини қарар қилди.

1386995
голландийә хитайдин импорт қилинған маскаларниң сәһийә өлчәмлиригә тошмайдиғанлиқини елан қилди

түркийә авази радийоси хәвири: голландийә дөләтлик медийа оргини (NOS) ниң тор бетидә елан қилинған байанатта, сәһийә , параванлиқ вә тәнтәрбийә министирлиқиниң хитайдин маска импорт қилишни тохтитип,  тарқитилған маскиларниң 600 миңиниң дәрһал йиғишвилинишини қарар қилғанлиқи билдүрүлди.

байанатта, буниңдин кейин импорт қилинидиған маскиларниң қошумчә синақлардин өткүзүлиши керәклики тәкитләнди.

байанатта, бәзи дохтурханиларниң тарқетилған маскилардин гуманланғанлиқи сәвәбидин  голландийә қоллинишчан илмий тәтқиқат тәшкилати (TNO) ға маскаларни тәкшүрүп беқишни илтимас қилғанлиқи вә нурғун дохтурханиларниң бу маскаларни ишләтмигәнлики уқтурулуп, «голландийә қоллинишчан илмий тәтқиқат тәшкилати (TNO ) хитай маскилириниң керәклик бихәтәрлик вә сағламлиқ өлчимигә тошмайдиғанлиқини, йеңи типтики вухән вируси (Kovid-19) ниң нәпәс йолидин өтишини тосуп қалалмайдиғанлиқини байқиди» дейилди.

байанатта бу начар маскиларниң  ишлитилгән йаки ишлитилмигәнлики һәққидә ениқ мәлумат йоқлиқи вә  бәзи дохтурханиларниң үскүниләрниң йетәрлик болмиғанлиқи сәвәбидин кона маскиларни дезинфексийә қилип ишләткәнлики билдүрүлди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر