талибан пуқраларға һуҗум қилди

афғанистанниң каписа вилайити әла сай наһийәсидә талибан қораллиқ күчлириниң атқан менамийот оқиниң бир аптомобилға тегиши нәтиҗисидә, бир сақчини өз ичигә алған төт киши җенидин айрилди.

1385018
талибан пуқраларға һуҗум қилди

түркийә авази радийоси хәвири: каписа сақчи идарисиниң байанатчиси шаик шуриш әла сай наһийәсидә талибан атқан менамийот оқиниң йолдин өтүватқан бир аптомобилға тәгкәнликини билдүрди.

у һуҗумда, үч пуқраниң җенидин айрилип, икки кичик балиниң йариланғанлиқини қәйт қилди.

у йәнә, һуҗмдин кейин, районға йетип барған сақчиларға қилинған һуҗумда бир сақчиниң җенидин айрилғанлиқини әскәртти.

талибан техичә һуҗумға мунасивәтлик һечқандақ байанат елан қилмиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر