әрдоған «норуз байрими» и тәбриклиди

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған «дунйа норуз байрими күни» мунасивити билән тәбрик байанати елан қилди.

1382373
әрдоған «норуз байрими» и тәбриклиди

түркийә авази радийоси хәвири: әрдоған бу һәқтә елан қилған байанатида, йеңи башланғучларниң, үмид һәм арзу – арманларниң, қериндашлиқниң вә һәмкарлиқниң символи болған «норуз байрими күни» ни тәбрикләп мундақ деди: «қәдимдин тартип үзлүксиз  давамлишип келиватқан мәдәинийитимиз, тинчлиқ, хуш пеиллиқ, сөйгү вә қериндашлиқ қатарлиқ аләмшумул қиммәтләр үстүн орунда туридиған терротерийәләрдә әң йүксәк сәвийәгә йәткәндур, әҗдадлиримиз бизгә айримчилиққа йол қоймайдиған, бирлик вә баравәрликни асас қилидиған мислисиз есил пәзиләтләрни мирас қалдурғандур. норуз байрими, һәмишә һәқ, адаләт вә тинчлиқни өлчәм қилип кәлгән әзиз миллитимизниң, 2023 – йиллиқ истиратегийәлик нишанлириғиму қериндашлиқ вә һәмкарлиқ асасида йетип баралишиға, параванлиқ вә һузур ичидә келәчәкини бәрпа қилишиға һәссә қошиду. бүгүн, оттура асийадин тартип балқан райониғичә кәң кәткән җуғрапийәләрдә тәбриклиниватқан, баһарниң хуш хәвәрчиси болған норуз байриминиң, биз игә болуватқан қиммәт өлчәмлириниң, мәниви байлиқларниң хатирилинишиға, қоғдап қелинишиға вә йеңи әвладларға йәткүзүлүшигә вәсилә болушиға тиләкдашмән. молчилиқ вә бәрикәтниң байрими норузниң әзиз хәлқимиз үчүн йахшилиқлар һәм хушаллиқларни елип келишини үмид қилимән.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر