һиндонезийәдә 6.6 бал йәр тәвриди

һиндонезийәниң бали арилида 6.6 бал йәр тәвриди.

1381312
һиндонезийәдә 6.6 бал йәр тәвриди

түркийә авази радийоси хәвири: һиндонезийә метеорологийә келимат вә гейофизика идарисиниң билдүрүшичә,  аралниң җәнубидики кута райониниң ғәрбий җәнубиға 273 киломитир келидиған ғәрбий җәнубий деңиз саһиллирида йәр йүзигә 10 киломитир чоңқурлуқта йәр тәврәш йүз бәргән.

һазирғичә йәр тәврәш сәвәбидин адәм өлүш вә йарилиниш әһвали көрүлмигән, һәмдә деңиз ташқини йүз бериш еһтималлиқи тоғрилиқму агаһландуруш берилмигән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر