иранда сахта һарақ ечип өлгәнләрниң сани 73 кә йәтти

иранниң һузистан, әлбурз вә мазәндәран өлкилиридә мушу һәптә ичидә сахта һарақ ечип өлгәнләрниң сани73 кә йәтти.

1377109
иранда сахта һарақ ечип өлгәнләрниң сани 73 кә йәтти

түркийә авази радийоси хәвири: җундишапур сәһийә пәнлири университетиниң байанатчиси әли еһсанпур, иранниң рәсмий хәвәр агентлиқи (IRNA) ниң зийаритини қобул қилғанда бәргән байанатида, 6 - марттин буйан һузистан өлкисидә сахта һарақ ичип зәһәрләнгән 500 дин артуқ кишиниң дохтурханиларға илтимас қилғанлиқини әскәртиш билән бир вақитта, һузистанда  сахта һарақ ечип өлгәнләр саниниң 46 гә йәткәнликини билдүргән.

әлбурзда 15, мазәндәранда 12 кишиниң сахта һарақ ичип өлгәнлики уқтурулғаниди.

шуниң билән, иранда сахта һарақ ичип өлгәнләрниң сани 73 кә йәтти.

аһваз баш тәптиши вәкили әли бәйранвәнд,  сахта һарақ ичиш қилмишини ​​тәкшүрүш нәтиҗисидә, 17 кишиниң назарәткә елинғанлиқини  билдүргәниди.

 кереҗ баш тәптиши вәкили муһәммәд ағайари болса, илгири елан қилған байанатида, бәзи иран пуқралириниң «һарақ <вухән вируси> ға тақабил турушта пайдилиқ икән»  дегәндәк сәпсәтиләргә асаслинип сахта һарақ ичкәнликини билдүргәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر