иранниң 3 өлкисидә сахта һарақ ечип өлгәнләрниң сани67 гә йәтти

иранниң һузистан, әлборз вә мазәндәран өлкилиридә мушу һәптә ичидә 67 киши сахта һарақ ечип өлди.

1376586
иранниң 3 өлкисидә сахта һарақ ечип өлгәнләрниң сани67 гә йәтти

түркийә авази радийоси хәвири: аһваз җундишапур сәһийә пәнлири университетиниң байанатчиси әли еһсанпур иранниң рәсмий хәвәр агентлиқи IRNA ниң зийаритини қобул қилип, 6 - марттин буйан һузистан өлкисидә сахта һарақ истемал қилип зәһәрләнгән 502 кишиниң дохтурханиларға илтимас қилғанлиқини билдүрди.

әли еһсанпур һузистанда сахта һарақ ичкән 40 кишиниң өлгәнликини, өлгәнләр арисида һәтта 15 йашлиқ бир балиниңму барлиқини байан қилди.

еһсанпур: «бәзи һайанкәшләр вухән вирусиға һарақниң иҗабий тәсир көрситидиғанлиқи тоғрисида сөз чөчәкләрни тарқатти. әслидә һарақниң вухән вирусни давалашта һечқандақ роли йоқ» деди.

аһваз баш тәптиши әли бәйранвәнд сахта һарақ ​​тәкшүрүши нәтиҗисидә, 17 кишиниң нәзарәткә елинғанлиқини уқтурди.

әлбурзда 15 киши, мазәндәранда 12 киши сахта һарақ ечип өлди. шундақ қилип, сахта һарақ сәвәбидин өлгәнләр омумий сани 67 кишигә йәтти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر