америка конгрәсиниң икки әзасиму карантин қилинди

дунйада хитайниң вухән шәһиридә оттуриға чиққан вухән вируси(Kovid-19) билән йуқумланғанларниң сани 110 миң 90 ға чиқти. вирус сәвәб болған өлүм вәқәсиму тез сүрәттә көпәймәктә.

1374847
америка конгрәсиниң икки әзасиму карантин қилинди

түркийә авази радийоси хәвири: йавропада вухән вирусиниң әң еғир тәсиригә учриған дөләт, италийә болди. италийәдә вухән вируси сәвәбидин йеңидин 133 кишиниң җенидин айрилиши билән, бу сан 366 гә чиқти.

фирансийәдә вухән вируси сәвәбидин җенидин айрилғанларниң 19 ға, йуқумланғанлар сани 1126 гә чиқти.

испанийәдә вирус сәвәбидин йеңидин йәттә кишиниң җенидин айрилиши билән, бу сан 17 гә чиқти. йуқумланғанлар сани 600 дин ашти.

әнглийәдә вухән вируси билән икки киши җенидин айрилди. йуқумланғанларға йеңидин 64 киши қетилди вә бу сан 273 кә чиқти.

шивеийтсарийә икки кишиниң вухән вируси сәвбидин җенидин айрилғанлиқини, йуқумланғанлар саниниң 332 икәнликини билдүрди.

вухән вирусиға мунасивәтлик 30 вәқә көрүлгән португалийәниң пирезиденти марсело ребело совса (Marcelo Rebelo de Sousa) вухән вирусиға қарши тәдбир сүпитидә икки һәптилик барлиқ пирограммилирини әмәлдин қалдурди.

германийәдә вухән вируси билән йуқумланғанлар сани 902 гә, белгийәдә 99 ға, гиретсийәдә 73 кә, данийәдә 35 кә, чехийәдә 26 гә, полшада 19 ға, руменийәдә 15 кә, венгрийәдә йәттигә вә силовенийәдә үчкә чиқти.

албанийәдә вухән вирусиға мунасивәтлик тунҗи вәқә көрүлди.

америка мәсуллири вашингтонда 18, флоридада икки вә калифорнийәдә бир болуп, мәмликәт миқйасида вухән вируси сәвәбидин җәмий 22 кишиниң җенидин айрилғанлиқини билдүрди.

америка кесәлликләрни контрол қилиш вә алдини елиш мәркизи(CDC)  хитайниң вухән шәһиридин кәлгән вә калифорнийә деңиз тәвәликидә сақлитилип қойулған 3500 кишилик йолучилар парахотини қошқанда, 33 иштатта вухән вируси байқалған кишиләр саниниң 554 кә йәткәнликини елан қилди.

җумһурийәтчи партийәниң кеңәш палата әзаси тед круз (Ted Cruz) вә авам палата әзаси павул госар (Paul Gosar) вухән вируси байқалған бир киши билән учрашқанлиқи үчүн, уларниң өзлирини карантин қиливатқанлиқи билдүрүлди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر