сәуди әрәбистанда йәнә аз дегәндиму 20 шаһзадә қолға елинди

сәуди әрәбистанда тәхт вариси шаһзадә муһәммәд бин сәлманниң буйруқи билән йәнә аз дегәндиму 20 шаһзадәниң қолға елинғанлиқи илгири сүрүлди.

1374007
сәуди әрәбистанда йәнә аз дегәндиму 20 шаһзадә қолға елинди

 

түркийә авази радийоси хәвири: оттура шәрқниң көзи «Middle East Eye» намлиқ хәвәрләр ториниң билдүришичә, сәуди әрәбистан падишаһи салман бин абдул әзизниң иниси әһмәд бин абдуләзиз (шаһзадә әһмәд) қолға елинғандин кейин, падишаһ җәмәтиниң йәнә аз дегәндиму 20 әзаси тәхт вариси шаһзадә муһәммәд бин сәлманға қарши һәрбий - сийасий өзгириш қузғимақчи болғанлиқи үчүн қолға елинған.

қолға елинғанлар ичидә шаһзадә әһмәдниң оғли шаһзадә найеф бин әһмәд бин абдуләзиз, сабиқ тәхт вариси шаһзадә муһәммәд бин найеф вә униң өгәй иниси навафниңму барлиқи билдүрүлди.

хәвәрдә билдүрүлишичә, тәхт вариси муһәммәд бин сәлман буйруқ берип, қолға алдурған шаһзадиләрни һәрбий - сийасий өзгириш қузғаш үчүн бәзи америкилиқларниму өз ичигә алған чәтәл күчлири билән көрүшүш билән әйиблигән.

тутуш буйруқида, падишаһ салманниңму имзаси барлиқи билдүрүлгән.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر