хитайда карантин мәркизи сүпитидә ишлитилгән 5 қәвәтлик меһманхана өрүлүп чүшти

хитайниң җәнубидики фуҗийән өлкисидә, йеңи типтики вухән вируси (Kovid-19) билән йуқумланғанлар карантинаға елинған 5 қәвәтлик меһманхана өрүлүп чүшти.

1374020
хитайда карантин мәркизи сүпитидә ишлитилгән 5 қәвәтлик меһманхана өрүлүп чүшти

түркийә авази радийоси хәвири: чүәнчо шәһиридики шинҗийа «Express Hotel» меһманханиси өрүлүп чүшкән чағда, меһманханида 70 әтрапида адәм барлиқи вә булардин 43 кишиниң қутқузувелинғанлиқи уқтурулди.

өлгәнләр вә йаридар болғанлар һәққидә техичә һечқандақ мәлумат берилмиди.

игилинишчә, бу меһмансарай 17 - февралдин башлап чикаң вә хубей өлкисиниң бәзи районлиридин шәһәргә кәлгән, вухән вируси (Kovid-19) билән йуқумланған кишиләр үчүн йәрлик һөкүмәт тәрипидин карантин мәркизи сүпитидә ишлитилгән.

дәсләпки тәкшүрүшләргә қариғанда, бина өрүлүп чүшүш җәрйанида партилаш авазлири аңланған.

меһманханиниң түврүклири бинаниң еғирлиқини көтүрәлмгәнликиму тәхмин қилинмақта.

 

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر