трамп сайлиғучилар билән көрүшти
америка пирезиденти доналд трамп дунйаниң нурғун җайрилидики әскәрләрни өйлиригә қайтуруп келишни халайдиғанлиқини, буниңда сүрийә билән афғанистанниңму барлиқини билдүрди.
![трамп сайлиғучилар билән көрүшти](http://cdn.trt.net.tr/images/xlarge/rectangle/1ca0/3394/f27d/5e61faf46a547.jpg?time=1718965784)
түркийә авази радийоси хәвири: америка пирезиденти доналд трамп фокс (Fox) телевизийәсиниң пенсилванийәдә тарқатқан нәқ мәйдан пирограммисида, сайлиғучилар билән көрүшти вә соалларға җаваб бәрди.
у америкада тәсир көрситишкә башлиған вухән вируси (KOVİD-19) һәққидә тохтилип, бу мәсилидә йахши нәтиҗә һасил қилғанлиқлирини, шуңа һәммә кишиләрниң тәмкин болуши керәкликини тәкитлиди.
у сийасәтчиләрниң кишиләр билән қол елишип көрүшүшкә мәҗбур қалидиғанлиқидин ағринип: «кишиләрни қол елишип көрүшмәсликкә қайил қилиш вақти болса, дәл һазирқи вақит болатти» деди.
у, «тинчлиқ келишими имзаланған болсиму, талибанниң һуҗум қилишни давамлаштуруватқанлиқи» һәққидики соалға: «биз районда 20 йил турдуқ, әмди урушни халимаймиз» дәп җаваб бәрди.
у сүрийә билән афғанистанға техиму көп әскәр әвәтишниң ишқа йаримиғанлиқини вә әскәрләрни чекиндүрүш қарарини чиқириш сәвәбидин, сабиқ дөләт мудапиә министири җеймес маттис билән арисида ихтилап пәйда болғанлиқини билдүрди.
у сүрийәдә даешни %100 йоқ қилғанлиқини илгири сүрди вә сүрийәдики нефит қудуқлирини қоғдаш үчүн бир қисим әскәрләрниң қалдуруп қойулғанлиқини қәйт қилди.