җәраблуста баһар қалқини һәрбий һәрикитини қоллаш йиғилиши өткүзүлди

түркийә армийәси тәрипидин фират қалқини һәрбий һәрикити арқилиқ террордин халийлаштурулған сүрийәниң җәраблус шәһиридики җамаәт әрбаблири баһар қалқини һәрбий һәрикитини қоллайдиғанлиқини билдүрүшти.

1372594
җәраблуста баһар қалқини һәрбий һәрикитини қоллаш йиғилиши өткүзүлди

түркийә авази радийоси хәвири: көп сандики иҗтимаий күчләр башқурушидики органниң вәкиллири вә җамаәт әрбаблири мәһәллий мәҗлис бинасиға йиғилип, баһар қалқини һәрбий һәрикитидә вәзипә өтәватқан әскәрләргә дуа қилди.

тираблус йәрлик мәҗлисиниң рәиси абид хәлил гуруппиға вакалитән сөз қилип, русийә , иран вә бәшшар әсәд һакимийитиниң һуҗуми түпәйли 4 милйондин артуқ сүрийәликниң идлиб вә һәләбтә ирқий қирғинчилиққа дуч кәлгәнликини ейтти.

у, пүткүл дунйа садасини йаңритиши зөрүр болған бу зулумға пәқәт түрк миллитиниңла қарши чиққанлиқини билдүрүп, «сүрийә хәлқи, охшаш җуғрапийә вә охшаш тарихниң әвлади болған түркийә җумһурийитини қирғинчилиққа қарши туруши вә бизгә игә чиқиши үчүн сүрийәгә тәклип қилди... түркийә җумһурийитиниң милйонларчә пуқрани қирғинчилиқтин қутулдуруш мәқситидә башлиған баһар қалқини һәрбий һәрикитигә күчлүк әһмийәт беримиз вә һәрикәтниң давамлишишини халаймиз. әрәб дөләтлири , бирләшкән дөләтләр тәшкилати , б д т хәвпсизлик кеңиши, йавропа иттипақи вә дунйадики барлиқ кишилик һоқуқ тәшкилатлирини сүрийә хәлқини бәшшар әсәдниң зийанкәшликидин қутулдуруши үчүн түркийәниң һәрбий һәрикитини қоллашқа чақиримиз. баһар қалқини һәрбий һәрикитиниң йиллардин буйан давамлишиватқан зулмәтлик күнләрниң ахирлишип дөлитимизгә баһар елип келишини вә сүрийәдә йеңи бир башлинишқа васитә болуши үчүн аллаһқа дуа қилимиз. улуғ түркийә армийисиниң вә сүрийә инқилабиниң шеһитлириға аллаһтин рәһмәт вә йаридарларға тез шипалиқлар тиләймиз » дегәнләрни қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر