америка әскәрлири 10 күн ичидә чекинишкә башлайду

америка дөләт мудапиә министири марк еспер (Mark Esper) афғанистандики америка әскәрлирини10 күн ичидә чекиндүрүшкә башлайдиғанлиқлирини елан қилди.

1371238
америка әскәрлири 10 күн ичидә чекинишкә башлайду

түркийә авази радийоси хәвири: америка дөләт мудапиә министири марк еспер, армийә иштаб башлиқи марк миллей билән бирликтә ахбарат елан қилиш йиғини өткүзди.

у америка билән талибан оттурисида шәнбә (2020-йили 29-феврал) күни түзүлгән келишимгә бойсунидиғанлиқлирини билдүрүп, афғанистанда тоқунушларниң көрүнәрлик сәвийәдә азийишини күтидиғанлиқлирини қәйт қилди. у мундақ деди:

«келишим бойичә әскәрлиримизниң санини 135 күн ичидә 8600 ға қисқартимиз. бу чекиниш дәсләпки 10 күн ичидә башлиниду. у йәрдики қоманданларға бәргән йолйоруқум <буни қилайли, йахши нийитимизни вә тиришчанлиқимизни көрситәйли> шәклидә болди.»

у американиң афғанистандики паалийәтлири үчүн 8600 әскәрниң йетәрлик болидиғанлиқини әскәртип, әһвалға қарита, зөрүр тепилғанда, чекинишни тохтитидиғанлиқлирини тәкитлиди.

у афғанистандики америка әскәрлириниң санини бекиткән сәвийәгә қисқартқандин кейин, афғанистанда бу һәрбий күч билән йәнә бир мәзгилгичә паалийәтлирини көрситидиғанлиқлирини؛ сийасий һәл қилиш пүтүнләй әмәлгә ашқанда, уларниму чекиндүрүшкә башлайдиғанлиқлирини қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر