(вухән вируси) ковид-19 австиралийәдә тунҗи қетим җан алди

австиралийәдә йеңи типлиқ (вухән вируси) ковид-19 сәвәбидин тунҗи қетим адәм өлүш вәқәси йүз бәрди.

1369295
(вухән вируси) ковид-19 австиралийәдә тунҗи қетим җан алди

түркийә авази радийоси хәвири: ғәрби австиралийә өлкилик сәһийә идариси башлиқи андирев робертсон йапонийәниң пайтәхти токйоға йеқин йокоһама портида карантинаға елинған «Diamond Princess» намлиқ йолучилар парахотида йеңи типлиқ (вухән вируси) ковид-19 билән йуқумланғандин кейин, австиралийәдә давалиниватқан 78 йашлиқ бир әр бемарниң җенидин айрилғанлиқини уқтурди. 

робертсон өлгән кишиниң «Diamond Princess» намлиқ йолучилар парахотида йуқумланған 79 йашлиқ айалиниңму охшаш дохтурханида давалиниватқанлиқини вә әһвалиниң бир изда кетип барғанлиқини билдүрди.  

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر