чилида хоҗали қәтлиами қурбанлири хатириләнди

хоҗали қәтлиамниң 28 йиллиқи мунасивити билән чилида хатириләш паалийити өткүзүлди.

1367655
чилида хоҗали қәтлиами қурбанлири хатириләнди

түркийә авази радийоси хәвири: чилида хоҗали қәтлиамниң 28 йиллиқи мунасивити билән өткүзүлгән мурасимға түркийәниң чилида турушлуқ баш әлчиси гүлҗан ақоғуз қатарлиқ тәклиплик меһманлар, һәрқайси дөләт әлчиханилириниң вәкиллири, журналистлар вә тәтқиқатчилар иштирак қилди.

әрменийә армийәси 1992 йили 26 – февралда әзәрбәйҗанниң йуқири қарабағ районидики хоҗали шәһиригә һуҗум қилип 106 си айал, 83 и кичик бала болуп җәмий 613 бигунаһ әзәрбәйҗан пуқрасиниң шәпқәтсизләрчә қәтл қилғаниди.

йеқинқи йилларда садир қилинған әң еғир ирқий қирғинчилиқ вә уруш җинайити сүпитидә тарих сәһипилиридин орун алған вәқәниң җавабкарлири һазирғичә җавабкарлиққа тартилмиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر