руһани: «вухән вируси» арқилиқ вәһимә пәйда қилиш «дүшмәнниң суйиқәстлик пилани»

иран пирезиденти һәсән руһани «вухән вируси» билән вәһимә пәйда қилишниң «дүшмәнниң суйиқәстлик пилани» икәнликини илгири сүрди.

1367001
руһани: «вухән вируси» арқилиқ вәһимә пәйда қилиш «дүшмәнниң суйиқәстлик пилани»

түркийә авази радийоси хәвири: руһани пайтәхт теһрандики «дөләтлик <вухән вируси> ниң алдини елиш  мәркизи» йиғинидин кейин елан қилған байанатида мундақ деди: «дәсләпки күнләрдә дохтурханиларға мураҗиәт қилғанларниң сани көп иди, лекин кейинчә бу рәқәм азайди, давалап сақайтилғанларниң сани көзгә көрүнәрлик дәриҗидә  көпәйди. қандақ болушидин қәтийнәзәр, барлиқ орунлар һушйарлиқни өстүрүп, тәдбирләрни қаттиқ күчәйтиши керәк,  җәмийәттә вәһимә пәйда қилиш вә дөләтни тақақ һаләткә кәлтүрүп қойуш <дүшмәнниң суйиқәстлик пилани> дур. шәнбә күнидин етибарән һәммә иш изиға чүшүшкә башлайду.»

иран сәһийә министирлиқи «вухән вируси» сәвәбидин һайатидин айрилғанлар саниниң 15 кә, йуқумланғанлар саниниң 95 кә йәткәнликини уқтурғаниди.

дөләттә «вухән вируси» стәвәбидин өлүп кәткәнләрниң сани 19 ға, йуқумланғанларниң сани болса 139 ға йәтти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر