хәвпсизлик кеңиши йәмәнгә йүргүзүлүватқан ембаргониң муддитини узартти

бирләшкән дөләтләр тәшкилати хәвпсизлик кеңиши йәмәнгә йүргүзүлүватқан қорал - йарағ ембаргосиниң муддитини йәнә бир йил узартти.

1367006
хәвпсизлик кеңиши йәмәнгә йүргүзүлүватқан ембаргониң муддитини узартти

түркийә авази радийоси хәвири: хәвпсизлик кеңишиниң даимий әзалиридин әнглийә тәрипидин сунулған вә йәмәнгә йүргүзүлүватқан қорал - йарағ ембаргосиниң муддитини йәнә бир йил узартиш тәләп қилинған қарарнамә, вето қилиш һоқуқиғи игә русийә билән хитайниң аваз бериш һоқуқидин ваз кечиши нәтиҗисидә қобул қилинди.

русийәниң тәһдит селиши түпәйли қарарнамидин, йәмәндә һусийларға қорал - йарағ җәһәттин йардәм бериш билән әйиблиниватқан иранға орун берилмиди.

 15 әзадин тәшкил тапқан хәвпсизлик кеңишидә 13 аваз билән қобул қилинған қарарнаминиң муддити 2021 – йили февралғичә узартилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر